қирғизистан түрк сода – санаәтчиләрни мәбләғ селиш салмиқини ашурушқа чақирди

қирғизистан ташқи ишлар министири руслан қазақбайев, түрк сода - санаәтчиләрни қирғизистан билән түркийә оттурисидики сода вә иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн мәбләғ селиш салмиқини ашурушқа чақирди.

1751096
қирғизистан түрк сода – санаәтчиләрни мәбләғ селиш салмиқини ашурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақбайев, түркийә-қирғизистан сода - санаәтчилири, мәдәнийәт, һәмкарлиқ вә достлуқ җәмийити —TÜKİD қурулғанлиқиниң биринчи йиллиқи  мунасивити билән пайтәхт бишкәктә өткүзүлгән тәбрикләш паалийитидә, қирғизистандики түрк сода – санаәтчилири саниниң йетәрлик әмәсликини оттуриға қойуп: «биз йеңи сода - санаәтчиләрни қобул қилишқа һәр вақит тәййармиз. ташқи ишлар министири барлиқ мәсилиләрни һәл қилалмайду. әмма биз министирлиқтики әтритимиз билән биллә силәрни қоллашқа, силәр йолуққан мәсилиләрни қисқа вақит ичидә һәл қилишқа тиришимиз» деди.

мәбләғ селиш ишлири министири нурадил байасовму түркийәниң хитайдин қалсила қирғизистанға әң көп мәбләғ салған дөләткә айланғанлиқини, 300 дин артуқ түрк сода – санаәтчиниң қирғизистанниң нурғун җайлириға мәбләғ салғанлиқини тилға алди.

түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси аһмәт садиқ доганму түркийә билән қирғизистан оттурисидики қойуқ өзара зийарәтләрниң, дийалог вә истратегийәлик һәмкарлиқлар тәрәққийатидики әң чоң көрсәткүч икәнликини ейтти.

у, түркийәниң қирғизистан манас университети вә маариф фонди җәмийити билән қирғизистанниң маарип саһәсидики әң чоң мәбләғ салғучиға айланғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر