түркийәниң санаәт ишләпчиқириш индекси көрүнәрлик ашти

түркийәниң санаәт ишләпчиқириш индекси өктәбир (2021) ейида айлиқи %0.6, йиллиқи %8.5 ашти.

1746527
түркийәниң санаәт ишләпчиқириш индекси көрүнәрлик ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси өктәбир ейиға мунасивәтлик санаәт ишләпчиқириш индекси нәтиҗилирини елан қилди.

түркийә истатистика идариси елан қилған өктәбир ейиға мунасивәтлик санаәт ишләпчиқириш индекси нәтиҗилиригә асасланғанда, өктәбир ейида санаәт ишләпчиқириш индекси айлиқи %0.6, йиллиқи %8.5 ашқан.

өктәбир ейида канчилиқ вә ташчилиқ саһәси индекси өткән йил (2020) ниң охшаш ейиға селиштурулғанда %9.2, йасаш санаити индекси %9.2, електир, газ, пар, һава тәңшигүч вә тарқитиш саһәлири индекси %3.5 ашқан.

өктәбир ейида канчилиқ вә ташчилиқ саһәси индекси сентәбир (2021) ейиға селиштурулғанда %0.3 төвәнлигән. йасаш санаити индекси %0.7, електир, газ, пар, һава тәңшигүч вә тарқитиш саһәлири индекси %0.1 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر