түркийәниң шамал енергийә күчи 10 миң 580 мегаватқа йәтти
түркийәниң шамал енергийә күчи ваба мәзгили болған 2020-йилдиму тохтимай ашқан.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә шамал енергийәси бирләшмисиниң башлиқи әбру ариҗи ахбарат елан қилиш йиғинида, вухән вируси (Kovid-19) тарқалған 2020-йилда җәмий 1241 мегават шамал енергийә күчиниң ишқа кириштүрүлгәнликини билдүрди.
у: «2021-йили 4-декабирғичә 1747 мегават шамал енергийә күчигә қетилди. түркийәниң шамал енергийә саһәси ваба мәзгилидиму тохтап қалмиди. 2021-йилдиму вабаниң көләңгиси астида мәбләғ селиш давам қилди. өткән йили (2020) түркийәниң шамал енергийә күчи 2019-йилға селиштурғанда %30 ешип 10 миң 580 мегаватқа йәтти. бу йил (2021) шамал енергйәсидә рекорт йаритилған бир йил болди. буниң бири шамал күчиниң омумий електир ишләпчиқириштики нисбити %22.5 кә йәтти. хизмәткә кириштүрүлгән шамал електир истансисилириниң сани ашқансери давамлиқ рекорт йаритимиз» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.