әрдоған түркийәниң ескпорти тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған експортниң йиллиқ омумий миқдариниң 221 милйард долларға йәткәнликини әскәртти.

1742361
әрдоған түркийәниң ескпорти тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған експортниң йиллиқ омумий миқдариниң 221 милйард долларға йәткәнликини әскәртип: «техиму көп тиришчанлиқ көрситип, техиму көп ишләпчиқирип, техиму көп (иқтисадий) ешишни қолға кәлтүримиз» деди.

учурида түнүгүн елан қилинған ташқи сода експортиға мунасивәтлик санлиқ мәлуматларға асасланғанда, түркийәниң нойабир ейи експортиниң бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %33.44 ешип 21 милйард 500 милйон долларға йәткәнликини билдүргән әрдоған: «йиллиқ експорт миқдаримиз 221 милйард долларға йәтти. техиму көп тиришчанлиқ көрситип, техиму көп ишләпчиқирип, техиму көп (иқтисадий) ешишни қолға кәлтүримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған учурида йәнә, ташқи сода санлиқ мәлуматлириға мунасивәтлик бир көрсәткүчкиму орун бәрди.

көрсәткүчкә асасланғанда, түркийә нойабир ейида %33.44 лик ешиш билән әң йуқири айлиқ експорт нисбитини қолға кәлтүргән. бултур 16 милйард 89 милйон доллар болған нойабир ейи експорти, бу йил 21 милйард 468 милйон долларға йәткән. бу йилниң алдинқи 11 ейидики експорт миқдари бултурқи 151 милйард 801 милйон доллардин 203 милйард 141 милйон долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر