әрдоған: түркийәгә мәбләғ селишниң пәйти кәлди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийәгә узун муддәтлик мәбләғ салғанлар әзәлдин пайда елип кәлди, буниңдин кейинму пайда алиду» деди.

1741135
әрдоған: түркийәгә мәбләғ селишниң пәйти кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түркийә радийо - телевизийә идариси — TRT ниң мәхсус сөһбәт пирограммисиға қатнишип күнтәртиптики өзгиришләр тоғрисидики қарашлирини ортақлашти.

у, түркийәниң йил ахиридики иқтисадий ешиш мөлчәрини оттуриға қойуп: «%10 лик ешишни қолға кәлтүрәләймиз, бизниң мөлчәримиз кәм дегәндә %10, әмма униңдинму һалқип кетиши мумкин» деди.

«өсүм сәвәб, пул пахаллиқи нәтиҗиси» дегән җумһур рәис әрдоған, өсүм нисбитини төвәнләткәнликлирини, пул пахаллиқиниңму төвәнләйдиғанлиқини оттуриға қойду.

әрдоған: «чәт әллик мәбләғ салғучиларға нисбәтән, узун муддәтлик мәбләғ селишниң вақти кәлди. түркийәгә узун муддәтлик мәбләғ салғанлар әзәлдин пайда елип кәлди, буниңдин кейинму пайда алиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر