министир муш: түркийә експорт саһәсидә давамлиқ тәрәққий қиливатиду

сода министири мәһмәт муш түркийәниң експорт саһәсидә давамлиқ тәрәққий қиливатқанлиқини ейтти.

1741008
министир муш: түркийә експорт саһәсидә давамлиқ тәрәққий қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири:  муш, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, түркийә истатистика оргини тәрипидин, түркийә иқтисадиниң бу йилниң үчинчи пәслидики ешишиға мунасивәтлик санлиқ мәлуматлири һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «иқтисадимиз бу йилниң үчинчи пәслидә % 7.4 тәрәққий қилди, експортниң иқтисадий ешишқа қошқан төһписи 6.8 поинт болди, иқтисадий ешишимизниң % 92  и експортниң төһписи сайисида әмәлгә ашти, експорт, иқтисадий ешишимизниң һәрикәтләндүргүч күчи болушни давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر