«2-түркәли» қудуқидики синақлар мувәппәқийәтлик ахирлашти

қара деңизда қезилған «2-түркәли» қудуқиниң синиқида, тәбиий газ миқдари күнлүки 650 миң куб метирға йәтти.

1737205
«2-түркәли» қудуқидики синақлар мувәппәқийәтлик ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз твиттер адресида байанат елан қилип, 28-ийулда «2-түркәли» қудуқида қилинған синақларниң мувәппәқийәтлик ахирлашқанлиқини билдүрди.

у қара деңиздики тәбиий газ мәшғулатиға мунасивәтлик 21 секунтлуқ бир видеони һәмбәһирләп, мундақ деди:

«2021-йили 28-ийул <2-түркәли> қудуқида қилинған синақлар мувәппәқийәтлик һалда ахирлашти. 2021-йили 20-нойабирдин башлап тәбиий газ күнлүк миқдари 650 миң куб метирға йәткән һалда давамлашмақта. қара деңиз газлиқида 2023-йиллиқ нишанимиз наһайити ениқ вә рошән. қәдәмму қәдәм илгириләватимиз» деди.

у анталйада өткүзүлгән 11-қетимлиқ түркийә енергийә йиғининиң ечилишида қилған сөзидә, сакарйа тәбиий газ мәшғулат райониға мунасивәтлик барлиқ инженерлиқ хизмәтлирини ахирлаштурғанлиқлирини әскәртти.

у: «алий сүпәтлик турубаларни закас қилдуқ. 2022-йилниң баһар айлирида турубаларни деңиз астиға йатқузимиз» деди.

у төтинчи бурғилаш парахотиниң 2022-йилниң баһар айлирида түркийәгә йетип келидиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«төтинчи парахотимизниң икки мунари бар, деңиздики наһайити қийин  шараитларда мәшғулат қилалайдиған иқтидарға игә. йуқири бесимлиқ газ чиқиришта бихәтәр мәшғулат қилалайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر