мәһмәт муш: алдинқи айда җумһурийәт тарихидики әң йуқири екиспорт қиммити йаритилди

сода министири мәһмәт муш алдинқи айда җумһурийәт тарихидики әң йуқири екиспорт қиммитиниң йеңиланғанлиқини билдүрди.

1727692
мәһмәт муш: алдинқи айда җумһурийәт тарихидики әң йуқири екиспорт қиммити йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: өктәбирдики ташқи сода санлиқ мәлуматлирини елан қилған министир мәһмәт муш, өктәбирдики експорт  нисбити алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %20.2 ешип, 20 милйард 800 милйон долларға йәтти. алдинқи айда җумһурийәт тарихидики әң йуқири екиспорт қиммити йеңиланди» деди.

мәһмәт муш  йәнә мундақ деди:

«йеқинқи 12 айдики експорт қиммити 215 милйард 700 милйон доллар билән йеңи бир рекорт йаратти. 1-айдин 10-айғичә болған експорт нисбитиму алдинқи йилдикигә селиштурғанда %33.9 ешип, 181 милйард 800 милйон долларға йәтти. 2021-йилиниң өкәнки 10 ейида  2019 – йилида қолға кәлтүрүлгән 180 милйард 800 милйон долларлиқ әң йуқири експорт рекортимизни бузуп ташлидуқ»

мәһмәт муш  өктәбирдә експортниң емпот билән болған селиштума нисбитиниң алдинқи йилдикигә селиштурғанда 5.6% ешип %93.4 кә йәткәнликини тәкитлди вә: «шуни көрисиләрки, биз наһайити қисқа вақит ичидә ташқи содида ешинча дөләт нишаниға йетимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر