түркийәдин 83 дөләткә 125 милйон долларлиқ гүл експорт қилинди

зиннәт өсүмлүк мәһсулатлири саһәси вухән вируси (Kovid-19) йуқуми мәзгилидә експортини ашурған саһәләрниң бири һесаблиниду.

1725730
түркийәдин 83 дөләткә 125 милйон долларлиқ гүл експорт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: анталйа, измир,  сакарйа, испарта вә һәр қайси шәһәрләрдә өстүрүлгән гүлләр чәт әлләрниң зор тәлипини қандурмақта. буларниң ичидә анталйадин чәт әлләргә експорт қилинған гүлләр %65 ни игиләйду.

зиннәт өсүмлүк мәһсулатлири експортчилар җәмийитиниң рәиси исмаил йилмаз йуқум мәзгилидиму мәзкур саһәниң тез тәрәққий қиливатқанлиқини билдүрди.

у бу йиллиқ (2021) експорт нишанини 115 милйон доллар қилип бекиткәнликлирини әскәртип: «бүгүнгичә, биз 125 милйон доллар әтрапида експорт қилдуқ. мениңчә йил ахириғичә 150 милйон доллардин ешип кетимиз. бу експортимизниң %55-50 ашқанлиқидин дерәк бериду» деди.

у болупму йавропада зор қизиқишниң барлиқини, 83 дөләткә гүл әвәткәнликлирини, буниң ичидә, голландийә, әнгилийә, германийә, өзбекистан , руменийә вә булғарийә қатарлиқ дөләтләрниң алдинқи қатарда туридиғанлиқини ейтти.

у йуқум мәзгилидә гүл експорт қилинған дөләтләрниң санида вә гүл експорт миқдарида көпийиш болғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر