түркийәниң тавуз експортида ешиш көрүлди

1- айдин 9- айғичә болған мәзгилдә түркийәниң тавуз експорти алдинқи йилдикигә селиштурғанда %6 ешип, 21 милйон доллардин ешип кәтти.

1720534
түркийәниң тавуз експортида ешиш көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әгә деңизи експортчилар җәмийити тәминлигән учурға асасланғанда, бултур 1- айдин 9- айғичә болған мәзгилдә 19 милйон 900 миң долларлиқ тавуз експорт қилған түркийә, бу йилниң охшаш мәзгилидә експорт соммисини %6 ашуруп 21 милйон 166 миң долларға йәткүзгән.

бу мәзгилдә әң көп тавуз 4 милйон 400 миң доллар билән русийәгә сетилған, русийәдин кейин 2 милйон 400 миң доллар билән полша, 2 милйон доллар билән боснийә - гертсеговина орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر