санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи айлиқ нисбәттә % 5.4, йиллиқ нисбәттә % 13.8 ашти.

1718297
санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргининиң авғуст ейиға мунасивәтлик санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи доклатиға асасланғанда, түркийәниң пәсил вә калиндар тәңшәлгән санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш  көрсәткүчи, авғустта алдинқи айға селиштурғанда% 5.6, йиллиқ нисбәттә % 13.8 ашқан.

санаәт кәсипиниң тармақ саһәлири тәһлил қилинғанда, авғуст ейида, канчилиқ вә ташчилиқ саһәси көрсәткүчи% 9.4, йасимичилиқ кәспи көрсәткүчи% 14.2, електр, тәбиий газ, пар вә һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тәқсимат кәспи көрсәткүчи% 9.4 ашқан.

8 авғуст ейида, канчилиқ вә ташчилиқ кәспи көрсәткүчи алдинқи айдикигә селиштурғанда% 1.7 төвәнлигән, йасимичилиқ кәспиниң көрсәткүчи% 6.3 ашқан, електр, газ, пар вә һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тәқсимат кәспи көрсәткүчи% 0.2 төвәнлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر