2021-йиллиқ нобел иқтисад мукапати тарқитилди

иқтисадшунас давид кард (David Card), җошуа д.ангрист (Joshua D. Angrist) вә гуайдо в. имбенс (Guido W. Imbens) 2021-йиллиқ нобел иқтисад мукапатиға еришти.

1717903
2021-йиллиқ нобел иқтисад мукапати тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә хан җәмәти пәнләр академийәсидә нобел иқтисад мукапатиға еришкәнләр тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.

йиғинда, канадалиқ иқтисадшунас давид кард, җошуа д.ангрист вә гуайдо в. имбенсниң иқтисадқа қошқан төһпилири сәвәбидин 2021-йиллиқ нобел иқтисад мукапатиға еришкәнлики елан қилинди.

үч иқтисадшунасниң тәтқиқатлириниң, әмгәк күчи базириға болған йеңи чүшәнчиләрни тәрәққий қилдурғанлиқи, сәвәб-нәтиҗә мунасивити җәһәттин тәбиий тәҗрибиләрдин қандақ йәкүн чиқарғили болидиғанлиқини көрситип бәргәнлики؛ уларниң қарашлириниң башқа саһәләргиму кеңийип, тәҗрибә тәтқиқатини үзүл-кесил өзгәрткәнлики оттуриға қойулди.

нобел иқтисад мукапатиға еришкәнләр алтун медалдин башқа йәнә, 1 милйон 100 миң доллар билән мукапатлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر