түркийә қазақистанға салған мәблиғини әң көп ашурған 3 – дөләт болди

түркийә америка қошма иштатлири билән шивейтсарийәдин қалса қазақистанға салған мәблиғини әң көп ашурған үчинчи дөләт болди.

1716726
түркийә қазақистанға салған мәблиғини әң көп ашурған 3 – дөләт болди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан миллий банкисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бу йилниң алдинқи йеримида, чәт әлгә биваситә мәбләғ селиш нисбити, 2020-йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 30 ашқан.

бу мәзгилдә, қазақистанға чәт әлләрдин 11 милйард 100 милйон доллар мәбләғ селинған болуп, түркийә қазақистанға 388 милйон 700 миң доллар мәбләғ салған. шуниң билән, түркийәниң қазақистанға салған мәблиғи бултурқиға селиштурғанда % 79.9 ашқан.

буниңға асасланғанда, түркийә америка қошма иштатлири билән шивейтсарийәдин қалса қазақистанға салған мәблиғини әң көп ашурған үчинчи дөләт болған.

йәнә бир тәрәптин, голландийә, америка, шивейтсарийә,  русийә, әнглийә, хитай, белгийә, түркийә, фирансийә вә җәнубий корейә, бу йил биринчи пәсилдә қазақистанға әң көп мәбләғ салған дөләтләр қатаридин орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر