әрдоған: өткән йили дунйа иқтисади чекинди, бизниң иқтисадимиз тәрәққий қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң ковид – 19 мәзгилидә ишләпчиқириш чақини қәтий тохтатмай, өзини башқа дөләтләрдин пәрқләндүргәнликини ейтти.

1716295
әрдоған: өткән йили дунйа иқтисади чекинди, бизниң иқтисадимиз тәрәққий қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң мәркизи бинасида һәр қайси вилайәтләрниң вилайәт башлиқлири кеңәйтилгән йиғинида сөз қилди.

«өткән йили пүтүн дунйа иқтисади чекингән болса, биз тәрәққий қилдуқ. ешиш рәқәмлири бизниң тоғра йөнилишкә қарап меңиватқанлиқимизни көрситип бериду» дегән әрдоған: «түркийә болуш сүпитимиз билән ковид – 19 мәзгилидә ишләпчиқириш чақини қәтий тохтатмай, өзимизни башқа дөләтләрдин пәрқләндүрдуқ. йеқинқи мәзгилләрдиму дөлитимиздә һечқандақ турғунлуққа йол қоймай, пәрқимизни йәнә бир қетим намайан қилдуқ. биз йуқум дәврини йеңи вә зор тәрәққийат һалқисиға айландурушқа тиришиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди вә түркийәниң нурғун шәһәрлиридики йеңи қурулған санаәт районлириниң иқтидарини ашурғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

әрдоған бәзи дөләтләрдә көрүлгән енергийә кәмчил болуш мәсилиси тоғрисида тохтилип: «дунйаниң һәр қайси җайлирида енергийә баһаси 2 һәссидин 5 һәссигичә өрлигән бир пәйттә, биз пуқралиримизни қоғдаш үчүн һәр хил қурбанлиқларни бериватимиз» деди.

«америка қошма иштатлири башта болуп германийә вә әнглийә йеқилғу мәсилисидә вәйран болди. һазир улар һәтта йүк машиниси шопуриму тапалмайватиду» дегән ибариләрни ишләткән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «йуқум башланғандин буйан, дөләтниң контроллуқи астидики баһани зөрүр тепилғанда толуқлима бериш арқилиқ әң төвән сәвийәдә тутуп кәлдуқ вә давамлиқ шундақ қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر