лагарде: йавро райониниң иқтисадий вәзийити ениқсизлиқларға толған

йавропа мәркизи банкиси башлиқи кристин лагарде йавро райониниң иқтисадий вәзийитиниң ениқсизлиқларға толғанлиқини ейтти.

1712583
лагарде: йавро райониниң иқтисадий вәзийити ениқсизлиқларға толған

түркийә авази радийоси хәвири: кристин лагарде йавропа мәркизи банкисиниң интернет муһитида чақирилған 2021-йиллиқ мәркизи банка мунбири йиғинида син көрүнүшлүк сөз қилди.

йавро райони иқтисадиниң тез әслигә келиватқанлиқиға ишарәт қилған лагарде, өзлириниң йил ахириғичә ковед-19 йуқумидин илгири сәвийәгә йетидиғанлиқлирини әскәртти.

иқтисадий ешишқа тәһдит селиватқан «ениқсизлиқлар» ниң йәнила давам қиливатқанлиқини тәкитлигән лагарде, бир нәччә айдин буйан тәминләш һалқисида тәминләш тосалғуси вә тохтап қелиш йаки кемийип кетиш әһваллириниң көрүлүватқанлиқини илгири сүрди.

у, тәминләштики тосалғуларниң өзлириниң «радарлири»да икәнликини, мәзкур тохтап қелиш йаки кемийип кетишниң йавро райониға әза нурғун дөләтниң експортини астилатқанлиқини ейтти.

йавро райониниң енергийә импорт қилғучи район икәнликини әслитип өткән лагарде, енергийә баһасиниң өсүп кетишиниң тәбиий газ, ток вә нефитни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر