әрдоған кәлгүси үч йилниң иқтисадий йол хәритиси тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида, кәлгүси үч йилниң иқтисадий йол хәритисини тәшкил қилған оттура мәзгиллик пилан тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

1703851
әрдоған кәлгүси үч йилниң иқтисадий йол хәритиси тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған учурида, оттура мәзгиллик пиланниң чоң вә қудрәтлик түркийә бәрпа қилиш йолидики муһим қәдәмләрниң бири икәнликигә ишинидиғанлиқини, буниң түркийә вә түрк хәлқигә хәйрлик болушини тилиди вә пиланни тәййарлашқа төһпә қошқан барлиқ идарә – органларға миннәтдарлиқ билдүрди.

әрдоған учурида: «иқтисадниң йиллиқ оттуричә %5.3 лик сүрәт билән тәрәққий қилишини, ишқа орунлаштурушниң йиллиқ оттуричә 1 милйон 170 миң адәм көпийишини, експортниң үч йилниң ахирида 250 милйард доллардин ешишини, пилан муддити ахирлашқанда, һесабат қизил рәқиминиң дөләт кирими билән болған нисбитиниң %1 кә төвәнлишини, мәркизий һөкүмәт хамчот қизил рәқиминиң дөләт кирими билән болған нисбитиниң %2.9 гә чүшүшини, пул пахаллиқиниң сиҗил бир ханилиқ сәвийигә төвәнлишини мөлчәрлимәктимиз. бу йил миллий киримимизни 800 милйард доллардин ашурушимиз, пилан муддити тошқанда 1 тирилйон долларға йәткүзимиз» дегән ибариләргә орун  бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر