түркийә аптомобил санаити авғусттики експорт содисида рекорт йаратти

түркийә аптомобил санаити чәтәлниң йолучилар аптомобилиға болған еһтийаҗиниң ешиши билән 8-айда тарихтики әң йуқири експорт рекортини йаратти.

1702736
түркийә аптомобил санаити авғусттики експорт содисида рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә експортида 15 йилдин буйан алдинқи қатарда туруп келиватқан аптомобил санаити 8-айда 2 милйард 400 милйон долларлиқ аптомобил експорт қилди.

аптомобил санаити 8-айда алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда чәтәлләргә сетиш нисбитини %57 ашуруп, експорттин %12.8 үлүшни һасил қилди.

түркийә аптомобил санаити 8-айда  әң көп аптомобил експорт қилинған дөләт %23 лик ешиш билән германийә болди вә 311 милйон 200 миң долларлиқ аптомобил експорт қилди.

униңдин қалса әнгилийәгә %211 лик  ешиш билән 297 милйон 400 миң долларлиқ аптомобил експорт қилди.

бу дөләтләрниң арқидин франсийәгә %76 лик ешиш билән 260 милйон доллар лиқ, словенийәгә %174 лик ешиш билән 185 милйон 600 миң долларлиқ вә италийәгә %53 лик ешиш билән 179 милйон долларлиқ аптомобил експорт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر