хонда йапонийәдики ишләпчиқиришини вақитлиқ тохтитишни қарар қилди

аптомобил ширкити хонда, матор вә тормуз системисида ишлитилидиған өзәк билән тәминләш мәсилиси сәвәбидин йапонийәдики завутлиридики ишләпчиқиришни вақтинчә тохтитидиғанлиқини елан қилди.

1678316
хонда йапонийәдики ишләпчиқиришини вақитлиқ тохтитишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кийодо агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, әқлий иқтидарлиқ телефон вә 5G тор үскүнилиригә болған өзәк еһтийаҗиниң күнсери ешишиға әгишип, аптомобил ишләпчиқарғучилири өзәк йетишмәслик мәсилисигә дуч кәлгән.

буниңға асасән, хонда ширкити 2- авғусттин 6- авғустқичә дөләтниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан мий өлкисидики завутлирида ишләпчиқиришни тохтитишни қарар қилған болуп, бу арилиқтики ишләпчиқириш пәрқи 9 – айдики дәм елиш мәзгилидә толдурулидикән.

хәвәрдә көрситилишичә, йапон аптомобил ишләпчиқарғучиси хонда, мий өлкисидә күнигә 2000 машина ишләпчиқиридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر