русийәлик екатерина ковалчук түркийәниң сайаһәт саһәсигә төһпә қошмақта

тил өгиниш үчүн русийәдин келип, түркийәгә мәптун болған вә истанбулда йашашқа башлиған екатерина ковалчук түркийәниң сайаһәт саһәсигә төһпә қошмақта.

1667380
русийәлик екатерина ковалчук түркийәниң сайаһәт саһәсигә төһпә қошмақта
turizm.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:  екатерина ковалчук ковид-19 йуқуми мәзгилидә, русийә вә әтраптики дөләтләрдин шәрқий қара деңиз райониға сайаһәтчиләрни тәшкилләп,  районниң тонулишиға һәссә қошмақта.

ковалчук 13 йил илгири русийәниң новороссийск шәһиридин түркийәгә тил өгиниш үчүн кәлгән иди. бу мәзгилдә түркийәгә мәптун болған ковалчук истанбулда йашашқа башлиди.

ковалчук болупму шәрқий қара деңиз райониға болған мәстанилиқи сәвәбидин иҗтимаий алақә торида өзини «кайта қара деңиз» дәп тонутти. иҗтимаий таратқуларда қара деңизниң сүрәтлирини даим һәмбәһирләш арқилиқ районни тунуштурусшқа тиришти.

русийә, украина, белорусийә вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдин сайаһәтчиләрниң бу районға келишигә вә тәбиәт мәнзирилиридин толуқ һузурлинишиға йардәмчи болди.

тәләпкә асасән иҗтимаий алақә торида уйуштурған сайаһәт пиланлири билән русийә вә әтраптики дөләтләрдин кәлгән сайаһәтчиләргә шәрқий қара деңиз районида йетәкчилик қилди. йуқум мәзгилидә районға 4 күнлүк сайаһәтләрни тәшкиллигәнликини ейтти.

ковалчук түркийәгә йеқин вә рус тилида сөзлишәләйдиған дөләтләрдин кәлгән сайаһәтчиләрниң йуқум мәзгилидә шәрқий қара деңизни таллиғанлиқини әскәртип, қара деңизниң йуқири баһаға еришкәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر