иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ийун ейида % 5.6 ешип 97.8 гә йәтти.

түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ийунда айлиқ нисбәттә % 5.6 ешип 97.8 гә йәтти.

1666635
иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ийун ейида % 5.6 ешип 97.8 гә йәтти.

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини тәрипидин елан қилинған ийун ейиға мунасивәтлик иқтисадий ишәнч көрсәткүчи доклатиға асасланғанда, түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи май ейида % 92.6 болуп, ийун ейида % 5.6 ешип 97.8 гә йәткән. иқтисадий ишәнч көрсәткүчидики ешиш, истемалчилар, әмәлий саһә (йасимичилиқ кәспи), хизмәт, парчә сетиш содиси вә қурулуш саһәсиниң ишәнч көрсәткүчлириниң ешишидин болған.

истемалчилар ишәнч көрсәткүчи май ейида алдинқи айниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 5.8 ешип, % 81.7 гә, әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчи % 2.5 ешип, % 109.8 гә, хизмәт саһәси ишәнч көрсәткүчи % 6.2 ешиш билән % 108.5 кә, парчә сетиш содиси ишәнч көрсәткүчи % 4.8 ешип, % 105.7 гә, қурулуш саһәси ишәнч көрсәткүчи % 3.6 ешип, % 82.4 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر