түркийәдә әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчи 7 йилдин буйанқи әң йүксәк сәвийәгә йәтти
түркийәдә әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчи ийун ейида алдинқи айниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 2.7 поинт ешип, 113 кә йәтти.
1664191
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити мәркәз банкиси, ийун ейиға мунасивәтлик иқтисадий бурулуш истатистикилири вә әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчини елан қилди.
буниңға асасланғанда, түркийәдә әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчи, ийун ейида алдинқи айниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 2.7 поинт ешип, 113 кә йәткән.
охшаш мәзгилдә, пәсил вә калиндар тәңшәлгән әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчи 2.7 поинт ешип, 109.8 гә йәткән.
шуниң билән, түркийәдә әмәлий саһә ишәнч көрсәткүчи, йеқинқи 7 йилдин буйанқи әң йүксәк сәвийәгә йәткән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
хитай дунйа сода тәшкилатиға америка үстидин әрз сунди
хитай американиң токлуқ аптомобил толуқлима сийасити сәвәбидин дунйа сода тәшкилатиға әрз сунди.