салвадор биткоинни қанунлуқ төләш васитиси сүпитидә қобул қилған тунҗи дөләт болди

оттура америка дөлити салвадор рәқәмлик пул бирлики биткоинни қанунлуқ төләш васитиси сүпитидә қобул қилған тунҗи дөләт болди.

1654701
салвадор биткоинни қанунлуқ төләш васитиси сүпитидә қобул қилған тунҗи дөләт болди

түркийә авази радийоси хәвири: салвадор пирезиденти найб букелениң байанатиға қариғанда, бу һәқтики қанун лайиһәси салвадор парламентида 22 гә қарши 62 беләт қобул қилнған.

шундақ қилип, тунҗи қетим бир рәқәмлик пул бирлики, һөкүмәт йаки шәхсий қәрз төләш йаки малийә мәҗбурийитини ада қилишниң васитиси дәп қанун тәрипидин етирап қилинған болди.

букеле, биткоинниң чәт әлдә йашайдиған салвадорлиқларниң өз дөлитигә пул әвәтишини асанлаштуридиғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر