түркийәниң мудапиә вә авийатсийә санаити мәһсулатлири експорти ашти

түркийә мушу йил (2021) ниң дәсләпки төт ейида тәхминән 1 милйард доллар қиммитидә мудапиә вә авийатсийә санаити мәһсулатлирини експорт қилди.

1635826
түркийәниң мудапиә вә авийатсийә санаити мәһсулатлири експорти ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә мудапиә вә авийатсийә санаити мәһсулатлири експортида, америкаға 386 милйон 100 миң доллар қиммитидә мал експорт қилған болуп, тизимликтә америка биринчи орунни игәллиди.

түркийә сода министирлиқи вә түркийә експортчилар мәҗлисиниң мәлуматлириға асасланғанда, апрелдики експорт өткән йили (2020) ниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %109 ешип 18.8 милйард долларға йәткән. бу барлиқ мәзгилләрдики әң йуқири апрел ейи експорт рәқими болуп қалған. йанвардин апрелғичә болған мәзгилдә түркийәниң експорти 68.8 милйард долларға йәткән.

дөләт мудапиә вә авийатсийә санаити мәһсулатлири експорти, йилниң дәсләпки төт ейида, өткән йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %47.7 ешип 949 милйон 744 миң долларға йәткән.

дөләт мудапиә вә авийатсийә санаитидики експортниң дөләтләр бойичә тарқилиши тәкшүрүлгәндә, америка биринчи орунда турған вә өткән йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %56 ешип 386 милйон 113 миң долларға йәткән. америкадин қалса, әзәрбәйҗан иккинчи орунни игәллигән вә 117 милйон 315 миң долларға йәткән.

түркийәниң мушу йилниң алдинқи төт ейида әзәрбәйҗанға қилған мудапиә вә авийатсийә санаити мәһсулатлири експорти, өткән йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %1234 ашқан.

ундин қалса, тәртип бойичә әрәб бирләшмә хәлипикигә қилинған експорт 90 милйон 299 миң долларға, баңладешқа қилинған експорт 57 милйон 827 миң долларға вә германийәгә қилинған експорт 50 милйон 14 миң долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر