истанбул айродуруми айропилан сәпәрлиридә алдинқи орунда турған

йавропа айропилан сәпәрлири бихәтәрлик тәшкилатиниң 2021-йили йанвардин апрелғичә болған төт айлиқ айропилан сәпәрлири доклатиға асасланғанда, истанбул айродурумида 63 миң 64 айропилан сәпири әмәлгә ашқан.

1631399
истанбул айродуруми айропилан сәпәрлиридә алдинқи орунда турған

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа айропилан сәпәрлири бихәтәрлик тәшкилатиниң 2021-йили йанвардин апрелғичә болған төт айлиқ айропилан сәпәрлири доклатиға асасланғанда, истанбул айродурумида 63 миң 64 айропилан сәпири әмәлгә ашқан.

бу айропилан сәпәрлири 2021-йилиниң алдинқи төт ейида йавропада әң көп айропилан сәпири қилинидиған айродурум дәп билинидиған истанбул айродурумидин кейин, 59 миң 921 айропилан сәпири билән «париж чарлез дегол айродуруми» (Paris Charles de Gaulle) иккинчи рәттә турған. амстердам шпол айродуруми (Amsterdam Schiphol) үчинчи орунда, франкфурт айродуруми 52 миң 464 айропилан сәпири билән төтинчи орунда, мадрид бараҗас айродуруми (Madrid Barajas) 42 миң 543 айропилан сәпири билән бәшинчи орунда турған.

истанбул айродуруминиң бу һәқтики байанатида: «дунйадики авийатсийә мәркизий болуш сүпитимиз билән чиққан бу йолимизда, 2021-йилиниң дәсләпки төт ейида йавропада алдинқи орунни игәлләп, йавропаниң әң көп айропилан сәпири қилинған айродуруми болдуқ. бу шәрәп һәммимизгә мәнсуп» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر