түркийә непалға йардәм қолини сунди

түркийә диний ишлар фонди җәмийити непалдики еһтийаҗ саһиблириға йардәм қолини сунди.

1624948
түркийә непалға йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар фонди җәмийити бу йил «қериндишиңзни унтуп қалмаң, чүнки сиз үмид чириғи болисиз» шоари астида еһтийаҗ саһиблириға йардәм қолини сунмақта.

түркийә диний ишлар идарисиниң рийасәтчиликидә түркийәниң һәрқайси җайлиридики сахавәтчиләр ианә қилған инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири,  түркийә диний ишлар фонди җәмийитиниң васитиси арқилиқ дунйаниң охшимиған җайлиридики көплигән кишиләрниң диллирини йайритишни давамлаштурмақта.

көплигән дөләтләрдикигә  охшашла непалдиму қийин шараит астида йашаватқан еһтийаҗ саһиблириниң дәрдигә дәрман болуватқан түркийә диний ишлар фонди җәмийити пидаийлири, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған йешикларни непалгунҗ шәһиридики еһтийаҗлиқ аилиләргә тарқитип беришкә башлиди.

район хәлқи тәрипидин қизғин қарши елинған түркийә диний ишлар фонди җәмийити пидаийлири, йемәк - ичмәк йешиклири вә түрлүк һәдийәләрни охшимиған мәһәллиләрдики 250 аилигә йәткүзүп бәрди.

игилинишичә, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири рамизан ейи бойичә непалниң охшимиған районлиридики инсанларғиму йәткүзүп берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر