түркийәниң мевә-чивә експорти %22 ешип 774.5 милйон долларға йәтти.

ақдеңиз мевә-чивә експортчилар бирләшмисиниң башлиқи нәҗдат син йазма байанат елан қилип, түркийәниң йанвар ейидин март ейиғичә болған мәзгилдики көктат вә мевә-чивә експорти тоғрисида мәлумат бәрди.

1620361
түркийәниң мевә-чивә експорти %22 ешип 774.5 милйон долларға йәтти.

түркийә авази радийоси хәвири: ақдеңиз көктат вә мевә-чивә експортчилар бирләшмисиниң башлиқи нәҗдат син көктат вә меви-чивә експорти тоғрисида мәлумат бәрди.

у түркийәниң бу мәзгилдики көктат вә мевә-чивә експортиниң өткән йил (2020) ниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда зор дәриҗидә ашқанлиқини билдүрүп: «йилниң дәсләпки чарикидә, түркийәниң көктат вә мевә-чивә експортиниң өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %22 ешип 774.5 милйон долларға йәтти. қолға кәлтүргән бу нәтиҗиләрдә, үнүмлүк, сүпәтлик вә бихәтәр ишләпчиқиришни изчиллиққа игә қилиш үчүн көрсәткән ортақ тиришчанлиқлиримиз зор тәсиргә игә болмақта» деди.

у експорт қилинған дөләтләр тоғрисида мәлумат берип: «йилниң дәсләпки чарикидә әң көп русийәгә експорт қилдуқ вә русийәгә қилинған експорт миқдари %14 ешип 228.9 милйон долларға йәтти. ираққа қилинған експорт %90 ешип 76 милйон долларға йәтти. експорт қилинған дөләтләр ичидә иккинчи орунда турди. руменийәгә қилинған експорт %17 ешип 69.2 милйон долларға йәтти вә үчинчи орунда турди. охшаш мәзгилдә експорт нисбити %364 ешип, експорт нисбити бойичә биринчи орунда турған дөләт сүрийә болди. експорт миқдари 22.7 милйон долларға йәтти. ливийәгә қилинған експорт %156 ешип 6 милйон долларға йәтти вә иккинчи орунда турди. австирийәгә қилинған експорт %112 ешип 7.3 милйон долларға йәтти вә үчинчи орунда турди. һиндистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, әнглийә вә германийә қатарлиқ дөләтләргә қилинған експорт миқдаридиму зор ешишларни қолға кәлтүрдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر