түркийә билән әзәрбәйҗан сайаһәт келишим лайиһәси имзалиди

түркийә сайаһәт агентлиқлири бирлики билән әзәрбәйҗан сайаһәт агентлиқлири бирлики икки дөләт оттурисидики сайаһәт саһәсини тәрәққий қилдуруш үчүн истанбулда һәмкарлиқ келишим лайиһәси имзалиди.

1615488
түркийә билән әзәрбәйҗан сайаһәт келишим лайиһәси имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: келәчәктики ортақ паалийәтләрни өз ичигә алған ортақ сайаһәт мунбәрлирини шәкилләндүрүш, сағламлиқ сайаһити қатарлиқ нуқтилар музакирә қилинған имза мурасимиға, түркийә сайаһәт агентлиқлири бирликиниң башлиқи фируз бағлиқайа, әзәрбәйҗан сайаһәт агентлиқлири бирликиниң башлиқи руслан гулийев,  түркийә сайаһәт агентлиқлири бирлики сағламлиқ сайаһәт саһәси мәсули әли рифат пәшкирҗиоғлу қатарлиқлар қатнашти.

имзаланған келишим лайиһәси арқилиқ сағламлиқни өз ичигә алған ортақ сайаһәт мунбири шәкилләндүрүлиду. бу келишим лайиһәсиниң, икки дөләт оттурисидики зийарәт санини көзгә көрүнәрлик дәриҗидә ашуруши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر