түркийә ширкити пакистан билән парахот сетип бериш келишими имзалиди

пакистан билән түркийә ширкити оттурисида 33 милйон 460 миң долларлиқ парахот келишими имзаланди.

1611085
түркийә ширкити пакистан билән парахот сетип бериш келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң деңиз ишлири министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, пайтәхт исламабадта өткүзүлгән имза қойуш мурасимиға пакистанниң деңиз ишлири министири сәйид әли һәйдәр зәйди, түркийәниң исламабадта турушлуқ баш әлчиси иһсан мустапа вә санмар деңиз ишлири ширкити мәсуллириниң қатнашқанлиқи билдүрүлди.

байанатта бу келишимниң икки қериндаш дөләт оттурисида ташланған муһим қәдәм болғанлиқи қәйт қилинди.

 

сәйид әли һәйдәр зәйди имза қойуш мурасимида сөзлигән нутуқида, санмар деңизчилиқ ширкитини пакистанда парахот завути қурушқа вә техника йөткәшкә тәклип қилди.

келишимгә асасән, санмар парахот ширкити пакистанға 12 ай ичидә 33 милйон 460 миң долларлиқ 4 данә ASD сөрәш парахоти вә 2 йолбашлиғучи парахот йасап беридиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر