пәкҗан йавропа иттипақи иқтисадий ишлар комиссари билән көрүшти

сода ишлири министири руһсар пәкҗан йавропа иттипақи иқтисадий ишлар комиссари павло гентилони билән көрүшти.

1606891
пәкҗан йавропа иттипақи иқтисадий ишлар комиссари билән көрүшти
Ruhsar Pekcan-Paolo Gentiloni.jpg
ruhsar pekcan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пәкҗан, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, йавропа иттипақи иқтисадий ишлар комиссари павло гентилони билән видео конферанс васитиси арқилиқ елип барған учришишида, икки тәрәп сода – иқтисад мунасивәтлири, түркийә – йавропа иттипақи оттурисидики иҗабий күнтәртип, таможна иитипақи бәлгилимилириниң йеңилиниши, йешиллаштуруш келишим лайиһәси вә таможна һәмкарлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә  музакирә елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «һөрмәтлик гентилони әпәндим билән таможна ишлириниң дигиталлаштурулуши, қануний мәсулийәтләрни өзара етирап қилишта йәниму йүксәк сәвийәдә изчил һәмкарлишишниң ишқа ашурулуши вә техиму қойуқ дийалог орнитиш мәсилилиридә бирдәклик һасил қилдуқ, бу үнүмлүк учришиш үчүн,  гентилони әпәндимгә  рәһмәт ейтимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر