түркийә 2020-йили 900 миңдин артуқ аптомобил експорт қилған

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2020-йили түркийәдин бәш қитәдики 180 дөләткә 900 мңдин артуқ аптомобил експорт қилинғанлиқини ейтти.

1602465
түркийә 2020-йили 900 миңдин артуқ аптомобил експорт қилған

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған җумһур  рәислик сарийида «форд отосан кәлгүсидики пилан йиғини» да сөз қилди.

у: « түркийә кәлгүси аптомобил санаитидә ток аптомобил вә униңға мунасивәтлик қатнаш вастилириниң әң чоң ишләпчиқириш мәркизи болиду. өткән йили (2020) бәш қитәдики 180 дөләткә 900 миңдин артуқ аптомобил експорт қилдуқ. форд аптомобил ширкити експорт иқтидари билән бу селинмиси арқилиқ қизил рәқәм тәңпуңлуқимизға муһим һәссиләрни қошиду» деди.

у түркийәниң аптомобил лайиһәсиниң тез сүрәттә давамлишиватқанлиқини билдүрүп: «иншааллаһ дәсләпки ишләпчиқрилған аптомобилларни 2022-йилиниң ахирида завуттин чиқиришни үмид қилимиз. алдимиздики 10 йилда ток аптомобил вә униңға мунасивәтлик сода аптомобили ишләпчиқиришта йавропада башламчи, дунйада алдинқи бәш дөләтниң бирси болушни нишан қиливатимиз» деди.

у түркийәни дунйадики муһим батарийә ишләпчиқириш мәркәзлиридин биригә айландурушта қәтий қарарға игә икәнликлириниму сөзлиригә илавә қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر