түркийә 2020-йилини иқтисадий ешиш билән ахирлаштурди

хәзинә вә малийә министири лүтфү әлван түркийәниң ваба партлиған 2020-йилини иқтисадий ешиш билән ахирлаштурған дөләтләрдин бири болғанлиқини билдүрди.

1592720
түркийә 2020-йилини иқтисадий ешиш билән ахирлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси түркийәниң 4-чарәк вә 2020-йиллиқ иқтисадий ешиш рәқәмлирини елан қилди. буниңға асасланғанда, ички ишләпчиқириш омумий қиммити 2020-йили %1.8 ашқан. ички ишләпчиқириш омумий қиммити 2020-йилниң төтинчи чарикидә өткән йили (2019) ниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %5.9 ашқан.

хәзинә вә малийә министири лүтфү әлван 2020-йиллиқ иқтисадий ешиш рәқәмлири тоғрисида: «ваба партлиған 2020-йилини иқтисадий ешиш билән ахирлаштурған санақлиқ дөләтләрдин бири болдуқ» деди.

у твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «2021-йили баһа муқимлиқиға капаләтлик қилишқа алдин әһмийәт беримиз. пул пахаллиқиға қарши йолға қойидиған сийасәтлиримиз, техиму сүпәтлик вә сиҗил мәбләғ, ишләпчиқириш вә иқтисадий ешиш йолини ачиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر