амазон орманлири фесбукта сетишқа қойулди

биразилийәдә амазон йамғурлуқ орманлирида йәрликләр олтурақлашқан  вә қоғдилидиған районларниң иҗтимаий алақә торида сетишқа қойулғанлиқи байқалди.

1592186
амазон орманлири фесбукта сетишқа қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: орман районини ишғал қилип, дәрәх көйдүргән кишиләр, алқинидики йәрләрни терилғу йәр сүпитидә  сетишқа қоймақта.

фесбукниң елим – сетим мулазимити сунидиған «Marketplace» программисида абонтлар учратқан земинлардин бәзилириниң көлими һәтта 1000 путбол мәйданиға тәң келиду.

гәрчә иҗтимаий таратқу магнати фейсбук йәрлик һөкүмәтләр билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликини ейтсиму, йәр мүлүк сетишлирини өз қарари биләнла тосуп қойушни анчә халап кәтмәйду.

бирақ фесбук өз даирисидики сетиш саһәсидә сетивалғучилар билән сатқучиларниң «қанун-низамлар бойичә иш қилиши» керәкликини тәкитләп кәлмәктә.

райондики йәрлик хәлқләрниң вәкиллири фесбукни буниңға қарита қәдәм ташлашқа чақириқ қилип, қанунларға уйғун болмиған сетишларни чәкләшни тәләп қилмақта.  

муһит асраш тәшкилатлириму биразилийә һөкүмитиниң сетишни тохтитиш мәсилисигә қизиқмаслиқ позитсийәси тутиватқанлиқиға наразилиқ билдүрмәктә.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر