түркийәниң гүл експорт содиси %19 йуқири өрлиди

түркийәниң 2021-йили 1-йанвардин 21-февралғичә болған гүл експорт содиси алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %19 ашти.

1590583
түркийәниң гүл експорт содиси %19 йуқири өрлиди

түркийә авази радийоси хәвири: өткән йили 1-йанвардин 21-февралғичә болған арилиқта 19 милйон 953 миң долларлиқ гүл експорт қилинған болуп, бу йил охшаш мәзгилдә 23 милйон 752 миң долларлиқ гүл експорт қилинди.

түркийәдә 500 миңдин артуқ йәрлик өсүмлүк түри болуп, кесилгән гүлләр, өй ичи вә сиртиға қойулидиған өсүмлүкләр, гүл пийазлири, майсилар, көчәтләр, йүсүн вә гүл чәмбирәк түридики мәһсулатлар көпрәк експорт қилинмақта.

түркийәдә парник вә йайлақта гүл йетиштүрүш билән  експорт пәсли 12 айға чиқирилди.

 асаслиқи йавропа дөләтлири болуп, җәмий 83 дөләткә гүл експорт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر