түрк кеңиши енергийә министирлири йиғинида муһим қарарлар чиқирилди

түрк тиллиқ дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши (түрк кеңиши)ниң енергийә министирлири енергийә саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтишни қарар қилди.

1590304
түрк кеңиши енергийә министирлири йиғинида муһим қарарлар чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк кеңиши енергийә министирлириниң интернет муһитида чақирилған 1 -  нөвәтлик йиғинидин кейин елан қилинған йазма байанатта, түркийәниң йиғинниң күнтәртипидики маддиларни музакирә қилиш үчүн тармақ хизмәт гурупписи қуруш тәшәббусиниң қоллашқа еришкәнлики тәкитләнди.

малийәниң енергийә саһәсидики әһмийитигә ишарәт қилинған байанатта, хәлқара пул - муамилә аппаратлири билән сөһбәт йиғини уйуштурушниң музакирә қилинғанлиқи оттуриға қойулди.

байанатта, қайта һасил болидиған енергийә саһәсидә мол тәҗрибиләргә игә түркийәниң, тәҗрибилирини әза дөләтләр билән ортақлишиши үчүн  тәрбийәләш пирограммиси орунлаштурушқа тәййар икәнлики тәкитләнди.

байанатта, тәрәпләрниң нефит вә тәбиий газ санаитидики һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқи, шуниң билән бир вақитта қазақистанниң нефит химийә мәһсулатлирини тәқсимләш механизми орнитиш тоғрисида әтраплиқ тәтқиқат елип беришиниң тәклип қилинғанлиқи билдүрүлди.

қазақистанниң 2022 - йили иккинчи қетимлиқ йиғинға пиринсип җәһәттин саһибханлиқ қилишқа қошулғанлиқи байан қилинған байанатта, тәрәпләрниң енергийә саһәсидики һәмкарлиқни ашурушни қарар қилғанлиқи тәкитләнди.

йиғинға түрк кеңиши баш катипи бағдат амрейев, (түркийә) енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, әзәрбәйҗан енергийә министири пәрвиз шаһбазов, қазақистан енергийә министири нурлан ногайев, қирғизистан енергийә вә санаәт министири вероника исайева, өзбекистан енергийә министири муавини әзиз әлимуһәммәдов, венгирийә ташқи ишлар вә сода министирлиқиниң енергийә вә килимат ишлириға мәсул әмәлдари дора зомбори қатарлиқлар иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر