түркийә һава йоллири ширкити учуш санида алдинқи рәттә

түркийә һава йоллири ширкити 11-февралдин 17-февралғичә күнигә оттура һесаб билән 590 қетимлиқ учуш билән йавропа бойичә алдинқи рәттики орнини сақлап қалди.

1586576
түркийә һава йоллири ширкити учуш санида алдинқи рәттә

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа авийасийә йол башлаш бихәтәрлик тәшкилати (EUROCONTROL) ниң 11-февралдин 17-февралғичә болған айропилан сәпәрлиригә алақидар доклатиға қариғанда, түркийә һава йоллири ширкити, күнигә оттура һесаб билән 590 қетимлиқ учуш билән йавропадики рәқиблиридин ешип кәткән.

тизимликтә биринчи рәткә тизилған түркийә һава йоллири ширкитидин қалса,  күнигә 373 қетимлиқ учуш билән фирансийә һава йоллири ширкити иккинчи рәткә тизилған.

пегасус авийатсийә ширкити болса, күнигә 255 нөвәтчи айропилан билән 4-рәткә тизилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر