бу йил пул пахаллиқи нисбити %9.4 болуши мумкин

түркийә җумһурийити мәркизий банкаси башлиқи наҗи ағбал пул пахаллиқиниң 2021-йилиниң ахирида %9.4 болидиғанлиқини тәхмин қиливақанлиқлирини билдүрди.

1572888
бу йил пул пахаллиқи нисбити %9.4 болуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити мәркизий банкаси башлиқи наҗи ағбал мухбирларни күтүвелиш йиғинида йилниң биринчи қетимлиқ пул пахаллиқи доклатини елан қилди.

у йеқинқи айларда доллар қиммитиниң төвәнлишиниң, пул пахаллиқиға көрситидиған тәсирләрниң азийидиғанлиқини көрситидиғанлиқини әскәртип, 2021-йили пул пахаллиқи тәхминлириниң өзгәрмигәнликини әскәртти.

у: «йил ахирида (2021) пул пахаллиқи нисбитини %9.4 болиду, дәп тәхмин қиливатимиз. өктәбир айлиқ пул пахаллиқи доклатида тәхмин қилинған рәқәмләр өзгәрмиди. 2022-йили болса, пул пахаллиқи нисбитини %7 болиду, дәп тәхмин қилимиз» деди.

у пул пахаллиқи нисбитини %5 гә чүшүрүшни әмәлгә ашуруш үчүн, пул сийасити кеңишиниң қолидики барлиқ вастиләрдин пайдилинидиғанлиқини әскәртип: «пул пахаллиқи нишанимизға 2023-йили йетидиғаниқимизни тәхмин қиливатимиз. нишанға йәткичә еһтийатчан болушни давамлаштуримиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر