дунйа бойичә қиммити әң йуқири марка «алма» болди

хәлқара марка баһалаш тәшкилати «Brand Finance» тәрипидин тәййарланған «дунйа буйичә әң қиммәтлик 500 марка- 2021 – йиллиқ әң қиммәтлик 500 ширкәт» тәтқиқатиниң нәтиҗиси елан қилинди.

1571329
дунйа бойичә қиммити әң йуқири марка «алма» болди

түркийә авази радийоси хәвири: буниңға асасән, 263 милйард 400 милйон долларлиқ марка қиммити билән  «алма» дунйа бойичә әң қиммәтлик марка болуп баһаланди.

2020-йиллиқ тәтқиқатта, алма ширкити 141 милйард долларлиқ марка қиммити билән үчинчи орунда турған иди.

бу йил алма ширкитидин қалсила рәт бойичә 254 милйард 200 милйон долларлиқ қиммити билән «амазон» иккинчи, 191 милйард 200 милйон долларлиқ марка қиммити билән гугул үчинчи болди.

бу йиллиқ тизимликтә, американиң микрософт ширкити 140 милйард 400 милйон долларлиқ марка қиммити билән 4-, җәнубий корейәниң самсуң ширкити 102 милйард 600 милйон долларлиқ марка қиммити билән 5-, американиң валмарт ширкити 93 милйард 200 милйон долларлиқ марка қиммити билән 6-, американиң фесбук ширкити 81 милйард 500 милйон долларлиқ марка қиммити билән7-, хитайниң ICBC ширкити 72 милйард 800 милйон долларлиқ марка қиммити билән 8-, американиң Verizon ширкити 68 милйард 900 милйон долларлиқ марка қиммити билән 9-, хитайниң үндидар ширкити 67 милйард 900 милйон долларлиқ марка қиммити билән 10-орунда турған.

тәтқиқат нәтиҗисигә асасланғанда, дөләтләр рәт тәртипи бойичә америка зор пәрқ билән һәмминиң алдида турған.

йәршари бойичә әң қиммәтлик 500 ширкәт тизимликидә, американиң 204 ширкити, хитайниң 75, йапонийәниң 34, фирансийәниң 33, германийәниң 22 вә әнглийәниң  19 ширкити орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر