түркийә йаропа бойичә әң көп аптомобил сетишта  6 – болди

түркийә аптомобил сетилиш миқдарини 2019-йилдикигә селиштурғанда йавропа бойичә йуқири көтүргән дөләткә айланди.

1568272
түркийә йаропа бойичә әң көп аптомобил сетишта  6 – болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи вә йавропа әркин сода җәмийити (EFTA) ға әза дөләтләр әнгилийәни өз ичигә алған аптомобил базирида, 2020-йилиниң ахириғичә омумий сетилиш миқдарини ашуралмиған вәзийәттә, түркийә ковид -19 ға қарши нәтиҗилик күрәш қилиш үлгисини йаратти вә түркийәниң аптомобил базирида ешиш мәйданға кәлди.   

аптомобил ишләпчиқарғучилар җәмийити (ODD) тәрипидин йавропа аптомобил ишләпчиқарғучилар җәмийити (ACEA) ниң санлиқ мәлуматлирини асас қилип тәййарланған йавропа аптомобил базирини баһалаш доклатида, түркийәниң  «2020-йилида 2019-йилиға селиштурғанда йавропадики аптомобил сетиш нисбитини йуқири көтүргән бирдинбир дөләткәайланғанлиқи билдүрүлди.

буниңдин башқа йәнә түркийәдин сирт 30 йавропа дөләтлири орун алған аптомобил сетиш рәт тәртипидә, 2019 – йилиниң ахириғичә 9 – орунда туруп кәлгән түкийәниң 2020 – йилида, 3 балдақ өрлгәнлики қәйт қилинди.

түркийәниң  2020-йилиниң ахирида, 2019-йилдикигә селиштурғанда %57.5 ешиш билән йавропадики аптомобил сетиш рәт тәртипидә 610 миң 109 аптомобил сетиш арқилиқ  6-орунға өрлигәнлики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر