түркийә һава йоллири ширкити әң илғар ширкәт болди

түркийә һава йоллири ширкити 13 – йанвар күни йавропада әң көп учушни ишқа ашурған һава йоллири ширкити болди.

1564173
түркийә һава йоллири ширкити әң илғар ширкәт болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа авийатсийә йол башлаш бихәтәрлик тәшкилати (EUROCONTROL) тәрипидин елан қилинған санлиқ мәлуматқа қариғанда, байрақ тошуғучи авийатсийә ширкити болған түркийә һава йоллири ширкити, чаршәнбә күни 543 учуш билән йавропа бойичә бу саһәдә әң йүксәк сәвийәгә йәткән.

түркийә һава йоллири ширкитиниң баш директори билал әкши, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «биз силәр үчүн учуватимиз. дәрвәқә, һазир наһайити мушәққәтлик бир мәзгилни баштин кәчүрүватимиз. шундақтиму, һазир йавропада әң көп учушни биз ишқа ашуруватимиз. дунйа бойичә әң көп дөләт (102) кә биз учуватимиз.  худайим буйруса, тазилиққа әһмийәт бериш, маска тақаш вә башқилар билән көрүшкәндә арилиқ қалдуруш тәдбирлиригә риайә қилиш арқилиқ 2021 – йилиму наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшни изчил давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر