түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлимәктә
түркийәдики ишсизлиқ нисбити, 2020 - йили өктәбирдә 2019 - йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда 0.7 поинт азийип, %12.7 кә төвәнлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика институти 2020- йили өктәбир мәзгилигә алақидар хизмәт күчи истатистикисини елан қилди.
буниңға асасланғанда, түркийә миқйасида 15 йаш вә униңдин йуқири йаштики ишсизларниң омумий сани 2020 -йили өктәбирдә 391 миң киши азийип, 4 милйон 5 миң кишигә төвәнлигәнлики руйхәткә елинған. охшаш мәзгилдә ишсизлиқ нисбити 0.7 поинт азийип, %12.7 кә төвәнлигән.
деһқанчилиқ сиртидики ишсизлиқ нисбити 0.9 поинт азийип, %14.8 дәп һесабланған.
бу айда, 15 йаштин 24 йашқичә болған йаш ишсизларниң нисбити 0.4 поинт азийип, %24.9 кә төвәнлигән. 15 йаштин 64 йашқичә болған ишсизларниң нисбити болса, 0.7 поинт азийип, %13 кә төвәнлигән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.