маск «дунйа бойичә әң катта бай» ға айланди

електронлуқ аптомобил ишләпчиқарғучи тесла вә SpaceX ширкәтлириниң йуқири дәриҗилик дериктори елон маск 188 милйард 500 милйон долларлиқ байлиқи билән «дунйа бойичә әң катта бай» ға айланди.

1559690
маск «дунйа бойичә әң катта бай» ға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: тесла ширкитиниң пай чәклириниң қиммити түнүгүн% 5 тин артуқ өрлиши, ширкәтниң хоҗайини елон маскни «дунйа бойичә әң катта бай 500 шәхс» ичидә биринчи орунға йүксәлдүрди.

билумберг милйардерлар көрсәткүчигә асасланғанда, маск 188 милйард 500 милйон долларлиқ байлиқи билән, 2017-йили өктәбирдин буйан, «дунйа бойичә әң катта байлар» тизимлидә алдинқи қатардин орун елип келиватқан, амазонниң қурғучиси җеф безосни арқида қалдуруп, биринчи рәткә тизилған.

тесла ширкитиниң пай чәклириниң қиммити йеқинқи бир йил ичидә көзгә көрүнәрлик дәриҗидә өрлиши, маскниң байлиқиниң 150 милйард доллар ешишиға шараит һазирлап бәрди. бу ширкәтниң пай чәклири өткән йили% 743 ашқан.

маск алдинқи айда ишқа ашурулған телевизийә сөһбити җәрйанида қилған сөзидә, өзиниң мал – мүлүккә анчә көңүл бөлүп кәтмәйдиғанлиқини, тесла вә SpaceX ширкәтлиридики пай чәклиридин башқа мал-мүлүклириниң аз икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, байлиқиниң асаслиқ нишаниниң, инсанийәтниң аләм бошлуқиға сәпәр қилиш мәдәнийитиниң сүритини тезләштүрүшни ишқа ашуруш икәнликини қәйт қилғаниди.

«дунйа бойичә әң катта бай 500 шәхс» ниң байлиқлири, 2020-йили тәхминән 1 тирилйон 800 милйард доллар ешип, җәмий 7 тирилйон 600 милйард долларға йәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر