пәкҗан: 2020 – йили експортта рекортни бузуп ташлиди

сода ишлири министири руһсар пәкҗан 2020 – йилини експортта тарихий рекорт сәвийәдә тамамлиғанлиқлирини ейтти.

1557850
пәкҗан: 2020 – йили експортта рекортни бузуп ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пәкҗан, «2020 – йиллиқ ташқи содиға нәзәр йиғини» да қилған сөзидә, түркийәниң 2020 – йили декабирдики експортиниң алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 16 ешип, 17 милйард 844 милйон доларға йәткәнликини, буниң барлиқ заманларниң әң  йүксәк експорт сәвийәси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «2020 – йилини 169.5 милйард долларлиқ експорт билән тамамлидуқ. бу, експортчилиримиз вә түркийәниң мувәппәқийитидур. шуниң билән бир вақитта, 2020 – йилиниң ахирқи чарикидә 51.2 милйард долларлиқ експорт қилинди, шуниң билән, бу ,рекорт бузуп ташланған әң йүксәк  сәвийәдики експорт чарики болуп қалди.»

у йәнә, експортниң  импортни күтүвелиш нисбитиниң % 77.3 икәнликини, алтунни һесабқа алмиғанда % 85.8 сүпитидә ишқа ашқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر