тесла 5 милйард долларлиқ пай чеки сетишни пиланлиғанлиқини уқтурди

американиң токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучи ширкити - тесла, 5 милйард долларлиқ пай чеки сетишни пиланлиғанлиқини елан қилди.

1483274
тесла 5 милйард долларлиқ пай чеки сетишни пиланлиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: тесла бу йил пай баһаси % 500 әтрапида қиммәт йаратқандин кейин, йеңи пай сетиш пирограммисини елан қилди.

тесланиң америка қошма иштатлири көчмә мүлүкләр вә аксийә комитетиға йоллиған доклатида, 5 милйард долларғичә пай чекини сетиш пиланланғанлиқи қәйт қилинди.

доклатта, голдман сачис, америка банкиси, сити гуруһи, германийә банкиси вә морган станлей қатарлиқ 10 банка арқилиқ пай ниң «пат - пат» сетилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

йәнә бир тәрәптин, блумберг милйардерлар көрсәткүчигә асасланғанда, тесланиң йуқири дәриҗилик башқурғучиси елон маск, 115 милйард 400 милйон долларға йәткән мүлки билән дунйадики үчинчи чоң бай, дегән намға игә болған.

тесла пай чекиниң өсүши билән байлиқини ашурған маск, бу тизимликтә 110 милйард 800 милйон долларлиқ мүлүккә игә фәйскбукниң баш иҗраийә әмәлдари марк зукербергдин ешип кәтти.


خەتكۈچ: #TESLA , #тесла

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر