түркийә қизилай җәмийити македонийәгә қурбанлиқ гөши йардәм қилишқа башлиди

түркийә қизилай җәмийити шималий македонийәдә 1400 баш һайванниң қурбанлиқ гөшини 3 миңға йеқин муһтаҗ аилигә йәткүзүп беришкә башлиди.

1465314
түркийә қизилай җәмийити македонийәгә қурбанлиқ гөши йардәм қилишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизилай җәмийитиниң шималий македонийә 2 – районлуқ әтритиниң мәсули фуат емин, шималий македонийә вә дунйаниң һәрқайси җайлиридики муһтаҗларни һечқачан йалғуз ташлап қоймиған түркийә қизилай җәмийитиниң, дунйаниң һәрқайси җайлирида милйонларчә мәзлумниң дастиханлириға түнүгүндин етибарән қурбанлиқ гөшлирини йәткүзүп беришкә башлиғанлиқини, бу паалийәтниң һейт бойичә давамлишидиғанлиқини тәкитләп деди: «шималий македонийәдә үскүпни өз ичигә алған қуманова, рәснә, манастин қатарлиқ шәһәр вә йезиларда 3 миңға йеқин аилигә қурбанлиқ гөшини йәткүзүп беримиз. <вухән вируси> басқучидики мушәққәтлик һайатта, шималий македонийәдики хәлқниң бираз болсиму дәрдигә дәрман болуш мәқситидә һәрикәт қиливатимиз. бу даиридә, бүгүн бу йәрдиму бу еһтийаҗни қамдашқа тириштуқ. охшимиған әһвал астидиму түркийә қизилай җәмийити йәнә шималий македонийәдә түрлүк инсанпәрвәрлик паалийәтлирини елип бариду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر