анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр сани җәһәттин рекорт бузуп ташланди

анталйаға һава, деңиз вә қуруқлуқ йоли арқилиқ кәлгән сайаһәтчиләр сани җәһәттин рекорт бузуп ташланди.

1334137
анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр сани җәһәттин рекорт бузуп ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: анталйа валийси мунир қараоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, шәһәрниң сайаһәт ишлирида бултур наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: «анталйа вә газипаша айродурумлиридин сирт йәнә,  2019 – йили һава, деңиз вә қуруқлуқ йоли арқилиқ шәһәргә кәлгән сайаһәтчиләрниң сани 15 милйон 644 миң 108 гә йәтти. шәһириимизниң сайаһәт ишлири 2020 – йилиму үзлүксиз тәрәққий қилиду.»

игилинишичә, шәһәргә 2018 – йили 13 милйон 642 миң сайаһәтчи кәлгән болуп,  бу, тарихтин буйан шәһәргә әң көп сайаһәтчи кәлгән йил һесаблинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر