«әқил парасәтлик кишиләр түркийәдин мал - мүлүк сетивалиду»

дунйаға даңлиқ америкилиқ карханичи җәймис рогерс әқил парасәтлик кишиләр түркийәдин мал - мүлүк сетивалидиғанлиқини ейтти.

1044619
«әқил парасәтлик кишиләр түркийәдин мал - мүлүк сетивалиду»

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаға даңлиқ америкилиқ карханичи вә пул – муамилә мутәхәссисси җәймис рогерс мәбләғ салғучиларға түркийәдин мал - мүлүк сетивелишини тәвсийә қилип мундақ деди: «әқил парасәтлик кишиләр нөвәттә түркийәдин мал - мүлүк сетивалмақта. әгәр мән келәчиким үчүн мәбләғ салидиған болсам, әлвәттә түркийәдин мал - мүлүк сетивалған болаттим.»

америка қошма иштатлириниң түркийәгә қарши ембарго йүргүзүш тоғрулуқ қарар чиқиришиниң тәлвилик икәнликини әскәрткән рогерс, бу әһвалниң узақ мәзгилдә америка қошма иштатлириға зийан йәткүзидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر