тесланиң « Sмодел» аптомобилида чатақ көрүлгән

американиң ток аптомобил ишләпчиқириш ширкити тесла (Tesla) 123 миң аптомобилни қайтурувалидиғанлиқини елан қилди.

940727
тесланиң « Sмодел» аптомобилида чатақ көрүлгән

түркийә авази радийоси хәвири: тесла ширкити 123 миң « Sмодел»  аптомобилини қайтурувалидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

ширкәтниң херидарлириға әвәтилгән бу һәқтики байанатида, « Sмодел» аптомобилиниң ролида көрүлгән чатақ сәвәбидин 2016-йили апрелдин бурун ишләпчиқирилған барлиқ « Sмодел» аптомобиллириниң қайтурувелинидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, соғуқ температурада туз чечилған йоллардики калтисий вә магнийниң « Sмодел» ниң ролиниң чишлириға тәсир көрситидиғанлиқи вә буниң төвән сүрәттә маңғанда вә тохтатқанда шопурни қийин әһвалға чүшүрүп қойидиғанлиқи қәйт қилинди.

мәзкур мәсилә сәвәбидин бүгүнгичә һечқандақ тесла аптомобиллирида вәқә-һадисә көрүлмигәнлики әскәртилгән байанатта, тесланиң херидарлири билән алақилишип, керәклик парчисини алмаштуридиғанлиқи билдүрүлди.

байанат елан қилинғандин кейин, тесланиң нийу йорк пай чеки базирида сетиливатқан пай чеки %4 төвәнләп 255.55 долларға чүшти.

тесла ширкити буниңдин бурунму охшимиған сәвәбләр билән 140 миң аптомобилни қайтурувалған болуп, 2017-йили қол тормузидики чатақ сәвәбидин 53 миң данә Sмодел вә Xмодел аптомобилини, 2015-йили болса, бихәтәрлик тасмисида көрүлгән мәсилә сәвәбидин 90 миң Sмодел аптомобилини қайтурувалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر