путин шималий деңиз линйәсиниң муһимлиқини тәкитлиди
русийә пирезиденти владимир путин асийа-тинч окйан районидики дөләтләрниң асийа билән йавропани пүтүнләй дегүдәк адийаратик деңизи арқилиқ туташтуруп туридиған шималий деңиз линйәсиниң тәрәққийатини қоллайдиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти путин русийәниң йирақ шәрқ районидики кемисазлиқ завутини зийарәт қилди. у кемисазлиқ завутини йүк парахотлири йасиғанлиқи үчүн тәбриклиди. у: «у парахотлар роснефитниң һәҗимини, йәрлик йеқилғу вә енергийә саһәсидин башқа, дөлитимиз үчүн интайин муһим лайиһә һесаблинидиған шималий деңиз линйәсиниң тәрәққийатини капаләткә игә қилиду. мәзкур лайиһә пәқәт дөлитимиз үчүн муһим болупла қалмастин, бәлки йәнә асийа-тинч окйан дөләтлири үчүнму муһимдур» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.