мәһмәт шимшәк т р т мухбириниң соаллириға җаваб бәрди

иқтисад ишлириға мәсул муавин баш министир мәһмәт шимшәк пул пахаллиқи нисбитиниң ахирида %10 дин төвәнләйдиғанлиқини ейтти.

802030
мәһмәт шимшәк т р т мухбириниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир мәһмәт шимшәк түркийә радийо-телевизийә (т р т) идариси мухбириниң соаллириға җаваб бәрди. у түркийәниң адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) һөкүмитигичә болған узун мусапидә қатмаллишип кәткән йуқири нисбәтлик пул пахаллиқиға дучар болуп кәлгәнилкини әскәртип, қаттиқ тиришчанлиқ көрситиш арқилиқ пул пахаллиқи нисбитини бир ханилиқ санға чүшүргәнликлирини, бирақ һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейинки бир йилда оттуриға чиққан ташқи перевоттики егиз-пәслик вә йемәк-ичмәк баһасиниң қисмән өсүши сәвәбидин пул пахаллиқи нисбитиниң вақитлиқ икки ханилиқ санға өрлигәнликини билдүрди.

мәһмәт шимшәк: «йеқинқи күнләрдә ташқи перевотта көрүлгән муқим вәзийәт вә йемәк-ичмәк комитетида йолға қойулған тәдбирләр нәтиҗисидә, пул пахаллиқи нисбитини бу йил ахирида йәнә қайта %10 дин төвәнләйду дәп ойлаватимиз. нишанимиз пул пахаллиқини қайта бир ханилиқ рәқәмгә чүшүрүш, буни әмәлгә ашуруш тамамән мумкин» деди.

у йемәк-ичмәк комитетиниң йемәк-ичмәк баһасини муқимлаштуруш үчүн бу йил (2017) үнүмлүк хизмәтләрни ишлигәнликини, бәзи мәһсулатларниң чегра баҗлирини қайтидин тәңшигәнликини билдүрди.

у түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә соралған соалға: «йавропада түркийә мәсилисини ички сийасәт үчүн пайдилиниш урунушлирини һәйранлиқ ичидә көзәтмәктимиз, бу әһвал һәқиқәтәнму кишиниң көңлини йерим қилиду» деди.

у түркийәниң йавропада йеңи актийор әмәсликини әскәртти вә: «бәзи дөләтләрдә ички сийасәт талаш-тартишлириниң бир парчиси сүпитидә биздин пайдилиниш тиришчанлиқлирини һәйранлиқ ичидә көзәтмәктимиз, иншааллаһ сайлам атмосфераси ахирлашқанда әқил билән иш қилар» деди.

у сүрийәлик мусапирларниң сани көп болған шәһәләргә қарита йолға қойулидиған йеңи сийасәтләр тоғрисида тохтилип, сүрийәлик мусапирларниң һәр қайси шәһәрләргә болған тәсириниң муһим нуқтиға кәлгәнликини билдүрди. у буни әң төвән чәккә чүшүрүш үчүн көп тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини, у шәһәрләргә ул-муәссәсә қурулушлирида алдин әһмийәт бериватқанлиқлирини, мәбләғ селиш, маарип вә сәһийә хизмәтлиригә қарита түрлүк тәдбирләрни йолға қойуватқанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر