қатар дунйа сода тәшкилатиға әрз сунди

қатар өзигә қарши йүргүзүлүватқан ембарголарниң сода, хизмәт вә әқлий мүлүк һоқуқлирини дәпсәндә қилиш болидиғанлиқини сәвәб көрситип, дунйа сода тәшкилатиға әрз сунди.

781404
қатар дунйа сода тәшкилатиға әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар өзигә йүргүзүлүватқан ембарголар үстидин дунйа сода тәшкилати (WTO) әрз қилди. буниң билән, парс қолтуқи дөләтлири оттурисида партлиған содидики ихтилапларни һәл қилиш үчүн берилидиған 60 күнлүк мөһләтму башланған болди.

қатарниң дунйа сода тәшкилатидики даимий вәкили әли әлвәлид әлсани бу мөһләт ичидә мәсилә һәл болмиғанда ембарголарға җаваб қайтуридиғанлиқлирини елан қилди. у йәнә, мәзкур мәсилини б д т хәлқаралиқ авийатсийә тәшкилати йиғинидиму күнтәртипкә қойидиғанлиқлириниму әскәртти.

қатар иқтисад вә сода министири шәйх әһмәт бин җасим бин муһәммәд алсани: «ембарго йүргүзгән дөләтләрниң өз мәйличә йолға қойған сийасәтлири, хәлқаралиқ қарар, келишим вә әнәниләргә хилап болғандин башқа, иқтисадий тәшкилатлар нуқтисидин ейтқанда, йаман өрнәк қилип көрситишкә тегишлик вәқә болди» деди.

шәйх әһмәт бин җасим бин муһәммәд алсани иқтисад вә сода министирлиқиниң қатарниң һәмдә шериклириниң сода вә иқтисадий мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн хәлқаралиқ вә районлуқ тәшкилатлар сәвийәсидә тегишлик қәдәмләрни басидиғанлиқини тәкитлиди.

парс қолтуқи киризиси 5-ийун сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә мисир қатарлиқ дөләтләрниң қатар билән болған барлиқ дипломатик мунасивәтлирини үзүши нәтиҗисидә партлиған иди. қатарға ембарго йүргүзгән мәзкур төт дөләт, мунасивәтләрниң нормаллишиши үчүн 13 маддилиқ шәртни оттуриға қойған؛ қатар болса, хәлқаралиқ қанунға хилап һечқандақ тәләпни қобул қилмайдиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر